Слайд 1 Долата оттура мәктиви
2013-жил
Слайд 2
Рошанова Гульзарәм Махаметовна
1965. 24. 03.
КазПИ. 1988ж
Стаж-24ж
13санат, 1-дәрижә
Курстин өткән вақти-2012ж
“Издән, үгән вә үгәт”
Фалес.
Нәтижиләр:
1.Розахунова Алиям-
Абай ат. АМҰУ 2012ж пүтәрди.
2.Хелилова Назигуль-
Һ. Искәндәров оқушида «Сөз чевәри»
номинацияси 2008-ж
3.Шавдинова Асиям-
наһийәлик олимпиадида - 3-орун 2009-ж.
наһийәлик олимпиадида - 3-орун 2010-ж.
4.Шамшидинов Қолдаш-
Һ. Искәндәров оқушида «Яш иҗаткар»
номинацияси бойичә грамота билән
тәғдирләнди 2010-ж.
5.Сайдалимова Альбина-
наһийәлик олимпиадида - 3-орун 2012-ж.
наһийәлик олимпиадида - 2-орун 2013-ж.
Слайд 4Мәтбуаттин чиққан дәрислири:
2008-ж. Декабрь.«Ана мәктәп» республикилиқ
методикилиқ журналға
Әхмәт Өмәрниң
«Қара зимин адәмлириңгә»
мавзусида дәрис.
2.2011-ж. «Или вадиси» наһийәлик гезитта
«Ана тилим-дана тилим» мақалә йоруқ көрди.
3.2012-ж. «Сөз мәдәнийити-тилниң билим
нәтижиси» методикилиқ қолланма ,7-синип
Уйғур тили «Алмаш»,10-синип
«ХІХ әсир.Муһәббәт дастанлири» дәрислири
йоруқ көрди.
Слайд 5
Илғар тәжрибә:
1.2009-о.ж .Август кеңәшмисидә 9-синип әдәбияти
бойичә
«Муһәббәт дастанлири»чевәр синип.
2.2010-о.ж. Август кеңәшмисидә «Қабилийәтлик
балилар билән ишләш чарилири» доклад.
3.2010-о.ж. Долата оттура мәктивидә өткүзүлгән
регионаллиқ наһийәлик семинарда «Улуқ Вәтән
уруши дәвридики әдәбият»мавзусида еғизчә
журнал-чевәр синип.
4.2011-о.ж.
Август кеңәшмисидә «Ана тилим-дана тилим»
мавзусида оқуғучиларниң мәнтиқий ойлаш
қабилийитини ашуруш бойичә чевәр синип.
5.2012-о.ж.
Понорамилиқ дәрисләр конкурсида ІІІ
дәрижилик диплом.
6.2012-о.ж. Август кеңәшмисидә«ХІХ әсир әдәбиятиға
обзор» понорамилиқ дәрис көрсәтти.
Слайд 7 Мавзу.
Муһәммәтимин
Хирқитий - Гумнам.
«Муһәббәтнамә вә меһнәткам»
дастаниниң
идеявий-бәдиий
мәзмуни.
Слайд 8ІІ.Проблема.
Билим билән әмәлиятни
бағлаштуруп,
ижадий
ишләшкә үгитиш.
Слайд 9ІІІ.Мәхсити:
1.Хирқитийниң «Муһәббәтнамә вә меһнәткам» дастаниниң идеявий-бәдиий мәзмунини чүшәндүрүш.
2.Издинип, ижадий ишләш, мәнтиқий ойлаш қабилийитини ашуруш.
3.Әдәп-әхлаққа, гөзәлликкә тәрбийиләш.
Слайд 10ІҮ. Типи.Әнъәнәвий, аддий.
Ү.Түри.Илмий-әмәлий ишләш түри
ҮІ. Формиси. Алаһидә, мустәқил,
ижадий ишләш .
ҮІІ.Усул. Мәтин, сүрәтләр билән иш,
соал-жавап, мәнтиқий ойлап ишләш.
Слайд 11
ҮІІІ.Пән арилиқ бағлиниш.
Тарих, биология, тил.
Технология:Н. Оразахынованиң
Пәйдин-пәй комплекслиқ тәһлил ясаш усули
Слайд 12ХІХ.Көрнәкликләр 3.Дидактикилиқ материаллар, слайд, портрети, иллюстрациялик сүрәтләр.
Х.Пайдиланған әдәбиятлар.
Қ.Һасанов.”Гүлстан”
Т.Талипов.”Уйғур тилиниң фонетикилиқ алаһидилиги”
Алмут-72ж.
Слайд 13Х.Дәрисниң бериши.
1.Уюштуруш.
А)Оқуғучиларни дәрискә
тәйярлаш.
Ә)Дәрисниң мәхсити билән
тонуштуруш:
Слайд 14
2.Өй ишини сораш.
А)Мирза Һәйдәр Аязийниң яшиған
дәвир шараити,
ә) Мирза
Һәйдәр Аязийниң һаяти вә ижадийити. б)«Жаһаннамә» дастаниниң мәзмуни.
в)Дастандики образлар вә уларни мүжәзидики алаһидиликләр: Фирузшаһ, Пәризат, устилар. г)Әсәрниң тәрбийәвий әһмийити.
Слайд 153.Йеңи мавзуға көчүш.
Оқуғучиларни медитация арқилиқ дәрискә тәйярлаш.
- Әдәплик,
әхлақлиқ болуш дегән немә?
- Өз чүшәнчиңларни ейтип бериңлар.
- Гөзәллик дегән немә?
- Тәбиәт гөзәллиги билән адәм гөзәллигиниң пәрқи барму?
(Тәбиәттин, адәмләрдин байқап, мисал арқилиқ чүшәндүрүп көрүңлар
Слайд 164 .Йеңи мавзу.
Һаяти вә ижадиға
бағлиқ мәлуматлар
1634-жили, Муһәммәтимин
Ғожамқули оғли Хирқитий
–
Гумнам
Қәшқәр вилайити,
Тазғунниң Бағчи мәлисидә
туғулди.
Дадиси–Ғожамқули дехан,
Аппақ ғожа сарийида
бағвәнчилик қилди
Мәктәптә, 16 жил мәдрисидә оқуған.
30 йешидин бағчи, чирақчи, кавапчи, салис китабчи болди.
Слайд 17Гумнам тәхәллуси билән шаир “Дивани Гумнам” топлимини язди.
1670-жили, «Муһәббәтнамә вә
меһнәткам» лиро-эпикилиқ поэмисини киргүзди.
Муһәббәт билән меһнәтниң, дехан билән әмгәкниң өз ара мунасивәтлирини чүшәндүрди.
Пәйғәмбәр вә төрт хәлифиләр сүпәтлирини мәдһийилиди.
Әсәрниң мәзмунини ачти.
Слайд 18Шаир муһәббәт сөзидики төрт һәрипниң
һәр бирини шу һәрип билән башлинидиған йәттә
сөз билән изаһланған.
Мәсилән«м» билән башлинидиған вә муһәббәтниң кәң мәнасини чүшәндүридиған йәттә сөзни изаһлиди.
«Мим» чомақ. 2.Мубтилалиқ ( гириптар).
3.Маламәт (яманлаш).4. Мувапиқ.
5.Муруввәт (мәртлик). 6. Мунис (илпәт).
7.Мустәсил (ада болмақ).
Слайд 19Пәндин –несиһәт мәхситидә түзүлгән һекайисидә шаир сөйгү йолида мәрданә болушқа чақирди.
Уни Шам билән Пәрваниниң
муһәббити арқилиқ йорутти.
Слайд 20
Дастандики асасий қәһриманлар-
символикилиқ образлар:
Сәба
Булбул
вә Қизилгүл
Гүлқәһқәһ.
Слайд 21
Қилип сәйран, чиқибан дәшт-тағқа
Нәччә күнләр йүрүп та йәтти бағқа
Слайд 22
Сәһәр болса варақлири язилур,
Кәрәшмә-наз илә һәр ян егилур.
Мәй ичкәч қиз кәби
турса қизариб,
Кетәр өзгә сүчүк рәңги қавариб. Жаһанда йәр йүзидә туғса юлдуз.
Слайд 23
Тикәнниң зәхмидин
қанлар сачилди,
Көрүң бағида ахир
гүлләр ачилди.
Слайд 24Үнүбдур лаләләр чун касә-касә,
Алур көз нурини һәр ким қараса.
Тәәжуб болса сөзләр
болса күндүз,
Жаһанда йәр йүзидә туғса юлдуз.
Ерур бисяр гүли рәна вә зеба,
Қизилгүлдур бу гүлләр ичрә йәкта Йәнә гүлләр болса рәң илә рой,
Нәзакәттә Қизилгүл турфә хушбой.
Қизилгүл вападар,садақәтлик қизниң обризидур. У өз муһәббитини вә ғурурини һөрмәтләйдиған, қәдрини убдан билидиған шәхс. Шуңлашқа Булбул кәлгәндә, дәррула униң бойниға есиливалмайду. Униң ишқиниң һәқиқитигә йетишни, садақәтлигини вә вападарлиғини синап,тәкшүрүшни халайду.
Қизилгүлниң
обризи
Слайд 25
У нурғун әлләрни арилиған,
һаятни яхши билидиған, һаят тәжрибиси мол шәхс. Яхши-яманни
айрип, дурус йолға башлашни билидиған шәхс. Дуния үчүн адәмләр «бади хазанға» йолуқмисун дегән арзусини өз әсәридә Сәба арқилиқ ипадилиди.
Сәба– Тағ шамили
Булбул бир ашиқниң обризидур.
У өзиниң муһәббитигә чарә
тапалмай, көксини парә -парә
қилған, жәври-жапа тартқан,
бирақ дегәндәк һаят тәжрибиси йоқ кишиниң обризидур. У һәқиқий муһәббәтниң күчини билмәйду.Шаир меһнәтниң алаһидә әһмийәткә егә екәнлигини Булбул обризида тәсвирлиди. «Булбулниң хулқидики рәшқ,синаш охшаш яримас қилиқларни тәнқитләп, мәрданлиқни,
чидамлиқ болушни тәләп қилди.
Булбулниң өз муһәббитидин қәлби садақәтликни тиләйду.
Булбулниң обризи
«Хатимәи китаб»
бабида әсәриниң хуласисини бәрди.
Мәзкүр әсәрдә өзиниң ойлирини,тәшвишлирини муңлуқ дилкәшлик билән әкис әттүрди
әдип өз дәвриниң хан, бәг вә ғожиларниң өз ара талаш –тартишлириға қарши болди.
Бу һәрикәтләрниң дөләткә вә хәлиқ аммисиға
нурғун зиян кәлтүридиғанлиғини билди. Пүткүл вужуди билән талаш-тартишқа қариши туруп,
течлиқ, достлуқ, һәқиқәт вә әмгәкчи амма тәрәпдари болди.
Нөкәрләр болмиса шаһ һәм гәдадур,
Қаю шаһ бир-бирин һөкмин тутадур.
Қилалмас бирси-бирисигә улуқлуқ,
Нечүнким шаһлиқ яси қуруқлуқ
Сипаһлар шаһлариниң яри-дости,
Бу иштин шаһғәдур,раһәт нәшәсти,
Гәда бирлә фузундур шаһ зати,
Гәданиң дәвләти шаһ илтипати.
Слайд 28Әсәрниң идеяси
«Муһәббәт -
адәмниң баһаси»
Муһәббәттә - садиқлиқ,
Әмгәктә - жанпидалиқ,
Адәмдә - улуқлуқ, меһриванлиқ,
хәлиқпәрвәрлик болуш керәк.
Шу вақитта әлдә течлиқ, достлуқ, һәқиқәт болиду.
Хирқитий өзи әмгәкчи синипниң вәкили һәм шу амма тәрәпдари болғанлиқтин, йеза аһалисиниң, хәлиқниң һаят-турмушини яхши билгән.
Шуңлашқа еғир меһнәт жапасини тартқан әмгәкчиләрниң оюн-тамашисини, хошаллиғини интайин зоқлинип, хурсән болуп тәсвирлиди.
Слайд 295.Мустәһкәмләш.
А)Мәтин билән иш. Хрестоматиядин мәтин парчисини оқуп, мәзмунини сөзләш. Асти
сизилған сөзләрни лексикилиқ, фонетикилиқ тәһлил ясаш.
Дегил нәқшин мүлүкниң хуанчәсидур.
Мәгәр нә ноқрә я кимхап, зәрбәп,
Хитайи барчәләрни яйди сәп-сәп.
Қара вә сериғ,сәбзә,әрғивани,
Сериғу, көк, алу һәм зәфирани.
Түмән гүлдур, әдәдсиз сани йоқтур,
Бу әрди өзгә гүлниң кани йоқтур.
ә)Сүрәт билән иш.Сүрәткә қарап әсәр мәзмунини сөзләш
б) Дастандики образларниң түрлири:символикилиқ, аллегориялик
в)Дастандики образларға -Сәба, Қизлгүл, Булбул, Гүлқәһқәһләрниң образлириға тохтилип, мүжәзини ечиш, қандақ алаһидиликләргә егә?
Слайд 301)Әрәп-парс тиллиридин киргән сөз, һәрипләрни тап:
Билиң меһнәткә өзин салди деһқан,
Екин жай
үстидә та чәкти көб жан.
Аяғи хархәсдин болди рәнжур.
Бу ачиғ ишлар ахри болди гәнжүр,
Тикәнниң зәхмидин қанлар сачилди,
Көрүң бағида ахир гүлләр ачилди.
Хорус: тажи гүли қәһқә ,гүли шәмс.
Гүли каккук,гүли нәсрин,лалә.
Гүли һинду,гүли кушмиру жалә.
Һәммә гүлләр бар,әмма йоқ Қизил гүл,
Сәба көңлидә бир иш қилди мақул.
Чимәндә барчә қушлар салди ғул-ғул
Дедиким: Әй ғериб қайдин болурсән?
Дедиким: Ишқ шәһридин болурмән.
Деди: Нә вәжһидин аһи-фиғаниң?
Деди: Истәб келиб тапқан нишаниң.
Деди: Көксүң нә қилдиң парә-парә,
Деди: Ишқиң жәфасиға нә чарә.
Слайд 31
Дәптириңларға
Давамлаштуруп йезиңлар:
Сәба– Тағ шамили
У нурғун әлләрни арилиған, .....
Булбулниң обризи
Булбул бир ашиқниң обризидур. ....
Селиштуруңлар:..
Слайд 32
6.Хуласиләш. Рефлексия жүргүзүш.
г)Әсәрдә қандақ әдәп-әхлақ мәсилиси бар?
д) Қандақ тәрбийә алдиңлар?
7.Өй иши.
Язма иш. ”Хирқитий-муһәббәт күйчиси”
8.Баһалаш